Разделы презентаций


Яхшили? ?илишни бил?йли

Дәрисниң мавзуси : Яхшилиқ қилишни биләйли

Слайды и текст этой презентации

Слайд 1Бир-биримизгә иллиқ чирай билән қарап,
меһриванлиқ көрситәйли!

Бир-биримизгә иллиқ чирай билән қарап,меһриванлиқ көрситәйли!

Слайд 2 Дәрисниң мавзуси : Яхшилиқ қилишни биләйли

Дәрисниң мавзуси :  Яхшилиқ қилишни биләйли

Слайд 3Мәхсити:
Оқуғучиларниң «ғәмхолуқ», «меһриванлиқ», «яхшилиқ» тоғрисида чүшәнчилирини кәңәйтиш.
Вәзипилири:
- Яхшилиқ қилишниң адәмгәрчилик

мунасивәтлириниң мәнасини чүшәндүрүш;
- Яхши ишларни қилиш ишчанлиғини тәрәққий әттүрүш;
- Меһриванлиқ, ғәмхор болушқа

тәрбийәләш. .
Мәхсити: Оқуғучиларниң «ғәмхолуқ», «меһриванлиқ», «яхшилиқ» тоғрисида чүшәнчилирини кәңәйтиш.Вәзипилири:-	Яхшилиқ қилишниң адәмгәрчилик мунасивәтлириниң мәнасини чүшәндүрүш;-	Яхши ишларни қилиш ишчанлиғини тәрәққий

Слайд 4Дәрисниң бериши

Дәрисниң бериши

Слайд 5Аманму сән Алтун күн?
Аманму сән, Көк асман?
Аманмусиләр достлирим?
Силәрни көргинимгә хошалмән!

Аманму сән Алтун күн?Аманму сән, Көк асман?Аманмусиләр достлирим?Силәрни көргинимгә хошалмән!

Слайд 6Өзәңни тонуш
О. Ақылбеков
Яхши болуш-өзәңдин,
Яман болуш-өзәңдин.
Өзәң өзәңни сийлап,
Өзәң үгән өзәңдин.
Яхшилиқни көргәндә,
«Мән

қандақ?» дәп ойлиғин
Яманлиқни көргәндә,
Йәнә шундақ ойлиғин!
Өзәңни сән қолға алғин,
өзәң-әқил

әйниги.
Тегидиған мәнаси бар,
«Өзәңни тонуш» пайдиси.
Өзәңни тонушО. АқылбековЯхши болуш-өзәңдин,Яман болуш-өзәңдин.Өзәң өзәңни сийлап,Өзәң үгән өзәңдин.Яхшилиқни көргәндә,«Мән қандақ?» дәп ойлиғинЯманлиқни көргәндә,Йәнә шундақ ойлиғин!Өзәңни сән

Слайд 7


Чөчәк
Бурунда Адәм ата өз әвлатини синаш үчүн адәмниң оң мүрисигә

Яхшилиқни, соң мүрисигә Яманлиқни олтарғузуп қоюпту. Адәм бир иш қилар

алдида Яхшилиқ "ишлә" десә, Яманлиқ "ишлимә" дәп сивирлайдекән. Шундақ қилип, адәмниң бойида қайси хисләт үстүн екәнлигини байқашқа уларни сәпәргә атландуриду. Адәм бир-аз йол меңип, көл яқиси билән һерип келиватса, суниң четигә чиқип қалған белиқни көриду. Белиқ сәкрәп суға йетәлмәй ятқан екән. Яхшилиқниң ичи ағрип:
– Адәм, әву белиқни көтирип суға селивәткин, – десә, Яманлиқ:
– Қойғин, қаримай маңивәр, вақтиңни алмиғин, – дәйду.
Адәм белиқтин нери ешип берип, бойнини бурап қарайду. Белиқ немә қилишини билмәй көзлирини дүглитип, ярдәм сориғандәк болиду. Адәм чидалмай қайта бурулуп берип, белиқни суға салиду. Белиқ разимәтчилигини билдүрүп, суда ойнақлап, сәкрәп, қуйриғини шипаңлитип суға кетиду.
Адәм йолини давам қилди. Бир терәкниң қешидин өтүп қешидин өткәндә, шир-шир дегән авазни аңлап туруп қалиду. Қариса, кичиккинә қушқачниң жүжиси угисидин чүшүп кәткән екән. Иңгишип әнди көтирип алай дегәндә, Яманлиқ:
– Мошу қушқачниң жүжисигә бола йолдин қалмақчимусән? Уни көририп угисиға селиш үчүн, терәкниң үстигә чиқиш керәк. Жиқилип чүшсәң қандақ қилисән? Өзәң талада ишт-қушқа йәм болисәнғу, – дәйду.
Адәм ойлинип туруп қалиду. Мошу пәйттә Яхшилиқ:
– Һәй, адәмзатниң балиси, сән һалсизларға йөләк болуп, өз ярдимиңни бериш үчүн яралғансән. Мону бечарә жүжини угисиға селип кәт. Пайдиси тегиду, – дәйду.
Адәм йәнә чидалмай жүжини елип, терәкниң учиға өмиләп чиқип, угисиға селип кетиду. Жүжә шиқ-шиқ қилип, қанитини қеқип, рази болиду.
Адәм дәм алмақчи болуп олтарғанда, айиғиниң астида буғдайниң денини аран сөрәп маңған чөмүлигә қарап қалиду. Чөмүлә данни у яққа, бу яққа иштирип, қозғашқа ретини тапалмай, иши алға басмай келидикән. Адәм алди билән Яманлиқниң ейтиши бойичә чөмүлини денидин айрип ташлимақчи болдидә, шир-пир болған Яхшилиқниң сөзигә қулақ салди. У:
– Һәй, адәм-әй, қандақ қилип адәмгәрчилигиңдин айрилип кетисән. Бу чөмүлә өзидин йоған данни сөрәп, қийнилип келиватқанда, қол учиңни көрситип йолиға маңғузушниң орнида, уни заңлиқ қилғандәк, бу қилиғиң қандақту? Униңдин әмгәк қилишни мошу кичиккинә тирикчилик егисидин үгәнмәмсән? – дәп ейтқан екән.
Адәм өз ойидин уюлуп, райидин қайтти.Шундақ қилип, Адәм ата әвлатини алдиға чақиривәлип:
– Мана, балам, яманлиқ билән болсаң яман болисән, Яхшилиқ билән болсаң яхши болисән. Мән саңа үч мүмкинчилик бәрдим, үчидинла өттүң, разимән. Әнди мошундақ адәмгәрчилигиңдин қайтмиғин, һәммисигә ғәмхор болуп, яманлиққа йолимай, яхшилиққа йолдаш болғин, – дәп дугасини бериду.
Шуниңдин кейин адәм балиси яхшилиқ билән мурадиға йетип жүридикән.

ЧөчәкБурунда Адәм ата өз әвлатини синаш үчүн адәмниң оң мүрисигә Яхшилиқни, соң мүрисигә Яманлиқни олтарғузуп қоюпту. Адәм

Слайд 15Өзи яхши адәмниң қешидикилири барлиқ вақитта яхшилиққа толған болиду. У

яхшилиққа толған адәмләр билән өзини өзгичә бәхитлик сезиниду. Сәвәви уни

адәмләр, һәммиси яхши көриду, һөрмәтләйду, униң билән достлашқиси келиду. Мошундақ утуқларға у өзиниң яхши ишлири, яхшилиқлири арқилиқ йәтти. Шуниң үчүн хәлиқтә: «Яхшиниң яхшилиғини ейт, нур яғсун» - дәйду. Мәнму силәрниң яхшилиқлириңлар, яхши ишлириңлар тоғрисида пат-пат ейтқум келиду. Силәрму өз синипдашлириңларниң, достлириңларниң яхшилиғини махтиништа тутуңлар. Шу сәвәптин чамимиз йәткичә, қолимиздин кәлгичә адәмләргә, барчиға, аләмгә яхшилиқ қилайли. Сәвәви қилған яхшилиқ бекарға кәтмәйду, униң карамити өзәңгә, қериндашлириңларға, өз елиңғиму тегидиғини өзәңлар билисиләр. Яхшилиққа бөлинип, разимәтчиликкә шатлинисиләр.
Өзи яхши адәмниң қешидикилири барлиқ вақитта яхшилиққа толған болиду. У яхшилиққа толған адәмләр билән өзини өзгичә бәхитлик

Слайд 16І. «Яхшилиқ тамчиси» Оқуғучилар тамчиға өзлири қилған яхшилиқлирини язиду. Тамчилар

көлгә айлиниду.
ІІ. «Яхшилиқ яғичиға» соалларға жавап йезип илиду.
Өп- чөрәңлардики адәмләргә

қандақ яхши тиләкләрни ейтқан болатиңлар.?
Өзәңларниң бойидики яхши хисләтләрни йезиңлар.
Қандақ яман қилиқлириңлардин жирақ болғуңлар келиду?
І. «Яхшилиқ тамчиси» Оқуғучилар тамчиға өзлири қилған яхшилиқлирини язиду. Тамчилар көлгә айлиниду.ІІ. «Яхшилиқ яғичиға» соалларға жавап йезип

Слайд 19Нәзәр қоюп
тиңшиғиниңларға
рәхмәт!

Нәзәр қоюп тиңшиғиниңларға рәхмәт!

Обратная связь

Если не удалось найти и скачать доклад-презентацию, Вы можете заказать его на нашем сайте. Мы постараемся найти нужный Вам материал и отправим по электронной почте. Не стесняйтесь обращаться к нам, если у вас возникли вопросы или пожелания:

Email: Нажмите что бы посмотреть 

Что такое TheSlide.ru?

Это сайт презентации, докладов, проектов в PowerPoint. Здесь удобно  хранить и делиться своими презентациями с другими пользователями.


Для правообладателей

Яндекс.Метрика