Слайд 3Бир һүжәйрилик һайванат дуния тармиғи яки аддийлар
Слайд 4Мавзу:
Аддийлар – бир
һүжәйрилик һайванлар
Слайд 5Дәриснниң мәхсити: 1. Оқуғучиларға бир һүжәйрилик
организмларниң һаяти, һәрикәтлиниши,
көпийиши вә тәбиәттики роли тоғрисида
билим бериш.
2. Оқуғучиларға тәбиәтни қоғдашқа вә
һайванларни һимайә қилишқа
тәрбийиләш.
3. Оқуғучиларниң дәрискә болған
ихласини,ойлаш қабилийитини, пәнгә
болған қизиқишини ашуруш.
Пайдиланған технология : Ж Караев
Слайд 6
Дәрисниң плани:
І.Уюштуруш
Оқуғучиларни түгәлләш, диққитини дәрискә жәлип қилиш.
ІІ. Өтүлгән мавзулар бойичә оқуғучилар билимини тәкшүрүш.
1
– басқуч Психологиялик тренинг
2 – басқуч Өй тапшурмисини сораш
3 – басқуч Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
4 – басқуч Дәптәр билән иш
5 – басқуч Йеңи мавзуни пишиқдаш
6 – басқуч Оқуғучиларниң билимини баһалаш
7 – басқуч Өйгә тапшурма бериш
Слайд 82 - басқуч.
Өй тапшурмисини сораш.
Аддий организмларниң тени қанчә
һүжәйридин ибарәт?
Түзүлүши аддий болғини билән қандақ системилар /жәриянлар/ үзлүксиз давамлишиду?
Аддийларниң
көплигән түрлири қәйәрдә учришиду?
Уларниң қанчә миң түри бар?
Бир һүжәйрилик организмларни атаңлар?
Слайд 9
Бир һүжәйрилик организмлар қандақ озуқлиниду?
Бир һүжәйрилик организмлар қандақ нәпәс алиду?
Зиянлиқ
қалдуқ маддилар қандақ сиртқа чиқирилиду?
Бир һүжәйрилик организмлар қандақ көпийиду?
Уларниң
тәбиәттики әһмийити қандақ?
Слайд 10
Әскә чүшүрүш мәзгили
1.Амебиниң түзүлүши.
2.Йешил эвгленаниң түзүлүши.
3.Кирпиклик – инфузорияниң түзүлүши
Слайд 113- басқуч.
Йеңи мавзу
Тени цитоплазмидин, яки бир нәччә
ядродин ибарәт микроорганизмлар аддийлар типиға ятқузилидиу.
Уларниң
70 миңға йеқин түри бар.
Аддийлар, йәни бир һүжәйрилик һайванлар типиға ятидиған организмларниң һәрикәтлиниш усули билән көпийиш алаһидиликлиригә бағлиқ 7 типқа бөлүниду.
Бизгә уларниң үч типи көпирәк тонуш.
Саркоталалиқлар
Кирпикликләр
Спорилиқлар
Слайд 12Саркодинилар типиға ятидиған тән шәкли турақсиз һайванлар
Саркодинилар типиға ятидиған тән
шәкли турақсиз һайванлар
Слайд 15Аддийлар – ялғуз һәрикәтлинидиған бир һүжәйрилик жанлиқ организм. Уларниң түзүлүши
аддий, шундиму мадда алмаштуриду, озуқлиниду, нәпәс алиду, қалдуқ маддиларни чиқириду.
Улар көпийиду, өсиду, һәрикәтлиниду вә өлиду. Булар көпийиш алаһидилиги билән һәрикәтлиниш усулиға бағлиқ саркоталалиқлар, кирпикликләр вә спорилиқлар типиға бөлиниду. Саркоталалиқларо икки типтин: саркодинилар типи вә талалиқлар типидин топлаштурулған бир тип. Тән шәкли турақсиз вә турақлиқ сардина вәкиллири бар.
Слайд 16 Бу – мустәқил һәрикәт қилидған
һүжәйрә – жанлиқ организм. Көп һүжәйрилик һайванларниң һәр бир һүжәйриси
бирикип, топлишиду. Шундақ қилип, өз алдиға һәр түрлүк хизмәт қилиду. Бир һүжәйрилик һайванларниң бир өзила һәммә системиларниң хизмитини толуқ атқуриду.
Аддийлар саниниң көп болуши вә кәң тарилиши тәбиәттә муһим роль ойнайду. Улар бактерияләр билән бир һүжәйрилик водоросльларни вә һашарәтләрни озуқ қилиду. Өзлири көплигән һашарәтләр билән һайванларға йәм болиду.
Бу типқа ятидиған һайванлар деңизда, тузсиз суда яшайду. Паразитлиқ йол билән, сазлиқта вә топида яшайдиған түрлириму бар.
Слайд 17 Саркодиниларниң тән шәкли турақлиқ әмәс.
Ялған путлирини тәнниң һәр қандақ йеридин созуп чиқириду. Шуңлашқа уларни
«йилтиз путлуқлур» дәпму атайду.
Саркодиниларға ятидиған бәзи бир организмларниң тениин һактин түзүлгән сиртқи скелет қаплайду. Шуңа уларниң тән шәкли өзгәрмәй сақлиниду. Саркодиниларда тамақ һәзим қилиш вә қалдуқ бөлүп чиқириш вакуольлири бар.. Улар суда ериған яки һавадики кислород билән нәпәс алиду, тәсирлиниду вә бөлүнүш арқилиқ жиниссиз йол билән көпийиду.
Саркодиниларниң һактин түзүлгән скелет яки қаплириниң қалдуқлиридин топа һаклиниду. Бундақ қалдуқлар тағ жинислирини түзүшкә қатнишиду.
Аддийларниң йеза егилигидә вә адәм саламәтлигини сақлашта әһмийити зор.
Слайд 184- басқуч.
Дәптәр билән иш
1 – тапшурма. 4 бәт
Жәлвални аддийларниң
типлири бойичә толтуруңлар.
2 – тапшурма 5 бәт
3 – тапшурма 5
бәт
Слайд 195 – басқуч
Йеңи мавзуни пишиқдаш.
Бир һүжәйрилик һайванлар топи немишкә
аддийлар дәп атилиду?
Аддийларниң нәччә типи бар? Улар қандақ атилиду?
«Саркодина» аталғусини
қандақ чүшүнүшкә болиду?
Немә үчүн «йилтиз путлуқлар» дәп атилиду?
Слайд 206 – басқуч
Оқуғучиларниң билимини баһалаш
7 – басқуч
Өйгә тапшурма
§ 39. Аддийлар
– бир һүжәйрилик һайванлар.
166 – 168 бәтләр.